әнглийә вә германийә уруш айропиланлири русийәниң җасуслуқ айропиланини тости

әнглийә вә германийә уруш айропиланлири шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һава тәвәликигә йеқин учуватқан русийәниң икки уруш айропилани вә бир җасуслуқ айропиланини тости.

1976497
әнглийә вә германийә уруш айропиланлири русийәниң җасуслуқ айропиланини тости

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә хан җәмәти һава армийәси (RAF) тәрипидин елан қилинған байанатта, германийә һава армийәси билән әнглийә һава армийәсиниң «йаврофигер тайфон борини» типлиқ айропиланларниң, финландийә деңиз қолтуқи вә балтиқ деңизида учуватқан русийәниң икки айропилани вә бир җасуслуқ айропиланини тосуш үчүн бирләшмә вәзипә иҗра қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бу айропиланлардин бирисниң русийәниң полшаға йеқин калинград райониға қарап учуватқан русийәгә тәвә җасуслуқ айропилани икәнлики билдүрүлди вә әнглийә һава армийәси учқучисиниң «балтиқ деңизида учуватқан русийәниң һәрбий айропиланлирини пат- пат көрүп туримиз. шуңа, бу биз үчүн даимқидәк алдини елиш тәдбири болуп қалди. шундақтиму бу айропиланларни тосушниң муһимлиқи вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һава саһәсиниң коллектип қоғдилишиға болған садақиитмизқәтий тәврәнмәй давамлашмақта» дегән сөзлиригә орун аҗритилди.

әнглийә вә германийә һава армийәси «Azotize» һәрикити даирисидә, шималий атлантик әһди тәшкилати чеграсиниң шәрқий тәрипини қоғдаш үчүн бирликтә һәрикәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر