кишида йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғинидин илгири африқани зийарәт қилиду

йапонийә баш вәзири кишида фумио 5- айда өткүзүлидиған йәттә дөләт гуруһи (G7) башлиқлар йиғинидин илгири африқани зийарәт қилиду.

1973644
кишида йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғинидин илгири африқани зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә һөкүмити байанат елан қилип, баш вәзир кишиданиң 29 - апрелдин 5 - майғичә болған дәм елиш мәзгилидин пайдилинип африқани зийарәт қилидиғанлиқини уқтурди.

йапонийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи — кйодому баш вәзир кишиданиң 29 – апрелдин 5 - майғичә мисир, гана, кенийә вә мозамбикни зийарәт қилишни пиланлаватқанлиқини хәвәр қилди.

йапонийә ички кабинети баш катипи матсуно хироказу байанат берип, зийарәт даирисидә йәттә дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәиси йапонийәниң йәр шари характерлик мәсилиләргә қарши африқа дөләтлири билән һәмкарлишидиғанлиқини тәкитләйдиғанлиқини билдүрди.

кишиданиң тәхминән бир һәптә давамлишидиған африқа сайаһити, 2021- йили өктәбирдә вәзипә тапшурувалған баш вәзирниң баш вәзир сүпитидики тунҗи қетимлиқ африқа зийарити һесаблиниду.

йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғини майда йапонийәниң саһибханлиқида хирошима шәһиридә өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر