америка йеқинқи йилларниң әң чоң «мәхпий учурларни ашкариливетиш» вәқәсини тәкшүрүшни башлиди
америка наһайити мәхпий нурғун һөҗҗәтләр интернет муһитида тарқилип кәткәндин кейин, америка әмәлдарлири бу учурниң «қечиш» мәнбәсини издәшкә тутушти.
түркийә авази радийоси хәвири: украина һава мудапиә системисидин тартип исраилийә истихбарат (дөләт бихәтәрлик) идариси —мосадқичә болған нурғун җайларниң наһайити мәхпий учурлирини өз ичигә алған һөҗҗәтләр интернет муһитида тарқилип кәткәндин кейин, америка әмәлдарлири бу учурниң «қечиш» мәнбәсини издәшкә тутушти.
алақидар тармақларниң билдүрүшичә, украина уруши, хитай, оттура шәрқ вә африқаға даир учурларни өз ичигә алған мәзкур һөҗҗәтләрдики темиларниң даирисиниң кәңлики, уларни бир америкалиқ паш қиливәткән болуши мумкин, дегән қарашни оттуриға чиқарған.
америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сабиқ йуқири дәриҗилик әмәлдари майкил муррой: «һөҗҗәтләрниң көпинчиси пәқәт американиң қолидила болғачқа, һазир диққәт буниң чиқиш нуқтиси америка болуши мумкин, дегән қарашқа мәркәзләшмәктә» деди.
америка әмәлдарлири тәкшүрүшниң техи дәсләпки басқучта икәнликини, тәкшүргүчиләрниң учурларни ашкариливетишниң арқисида русийәни қоллайдиған унсурларниң болуши мумкинликини нәзәрдин сақит қилмиғанлиқлирини ейтти.
бу қетимқи мәхпий учурларниң кәң көләмдә паш қилинишиниң 700 миңдин артуқ һөҗҗәт, син көрүнүши вә дипломатик телеграмма паш қиливетилгән 2013 – йилидики викилекс вәқәсидин буйанқи әң еғир бихәтәрликкә хилаплиқ қилиш вәқәси икәнлики қәйт қилинмақта.