америка украинаға даир «мәхпий» һөҗҗәтләрниң ашкарлиринишини тәкшүрүшкә башлиди
америка дөләт мудапиә министирлиқи украина урушиға мунасивәтлик «мәхпий» һөҗҗәтләрниң ашкарилинишини тәкшүрүшкә башлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи аммиви таратқуларда америка баш иштаб башлиқлириниң герби йезилған вә украина урушиға аит учурларни өз ичигә алған «мәхпий» һөҗҗәтләрниң ашкарилинишини тәкшүрүшкә башлиғанлиқини җакарлиди.
америка қошма иштатлири вә шималий атлантик әһди тәшкилатиға аит икәнлики илгири сүрүлгән «мәхпий» һөҗҗәтләр аммиви ортақлишиш тор бәтлири Twitter вә телеграмма сәһипилиридә тарқалди.
америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси сабрине синги: «бу <мәхпий> һөҗҗәтләрниң аммиви таратқуларда тарқиливатқанлиқидин хәвиримиз бар, министирлиқимиз буни тәкшүрүватиду» деди.
у «мәхпий» һөҗҗәтләр вә мәзмунлириниң раст йаки әмәслики һәққидә ениқ мәлумат бәрмиди.
игилинишичә, мәзкур «мәхпий» һөҗҗәтләрдә украина урушиниң тәрәққийатиға даир анализлардин сирт йәнә, һәрқайси дөләтләрниң украинаға бәргән йардәмлири вә бу йардәмләрни уруш мәйданлириға йәткүзүп бериш вақти қатарлиқ нурғун тәпсилатлар бар икән.
бу һөҗҗәтләрдә йардәмләрниң конкрет вақти вә орниға мунасивәтлик тәпсилатларни өз ичигә алған җәң пиланлири оттуриға қойулмиған. униңда пәқәт украина армийәсиниң кәлгүси бир нәччә һәптә ичидики еһтийаҗлири тоғрисидики учурлар һәққидә мәлумат берилгән.
гәрчә бу һөҗҗәтләрниң көпинчисиниң раст икәнлики оттуриға қоулуватқан болсиму, әмма бәзи мәзмунлириниң өзгәртиветилгәнлики илгири сүрүлмәктә.
бу һөҗҗәтләрдики бир бәттә 16 миңдин 17 миң 500 ғичә русийә әскириниң өлтүрүлгәнлики, украинаниң кәм дегәндә 71 миң 500 әскиридин айрилип қалғанлиқи йезилған.
бирақ америка мәнбәлиридә, өлүп кәткән вә йариланған русларниң саниниң тәхминән 200 миңға йетидиғанлиқи, украинаниң 100 миңдин артуқ адимидин айрилип қалғанлиқи тәхмин қилинмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ғәззәдә аилә қоро биналириға һуҗум қилип, вәһшийанә қирғинчилиқини давамлаштурмақта
исраилийә ғәззәниң оттура вә шималий районлирида икки аилә қору бинасиға һуҗум қилди.