йәмәндә йүз бәргән  бомба һуҗумида 4 адәм қаза қилди

йәмәнниң пайтәхти санада бир йолучилар аптобусиға қилинған бомба һуҗумида төт адәм қаза қилди.

1971550
йәмәндә йүз бәргән  бомба һуҗумида 4 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран қоллаватқан хусийларниң аталмиш ​​ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси абдулхалиқ әләҗриниң йазма байанатида, пайтәхт санадики бир йолучилар аптобусида бомба һуҗуми йүз бәргәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «хәвпсизлик күчлири террорлуқ тәшкилати даешниң икки нәпәр әзасиниң террорлуқ һуҗуми елип беришқа тәййарлиниватқанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, уларни тәқиб астиға алди. бу шәхсләр тәқиб қилиниватқанлиқини һес қилғандин кейин бир йолучилар аптобусиға йошурунувалди, андин аптобусни партлатти. партлаш нәтиҗисидә икки зораван билән бирликтә икки пуқраму һайатидин айрилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر