фирансийә пирезиденти еммануел макрон хитай баш министири ли билән көрүшти

макрон-ли чйаң учришиши, фирансийә пирезиденти макронниң хитайдики рәсмий зийарити даирисидә елип берилди.

1971005
фирансийә пирезиденти еммануел макрон хитай баш министири ли билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти макрон хитай баш министири ли чйаң билән украина шундақла дунйаниң һәр қайси җайлиридики чоң тоқунуш вә қийин әһваллар тоғрисида сөһбәтлишишни халайдиғанлиқини билдүрүп, ортақ һәл қилиш чариси вә ортақ йол бәрпа қилиш иқтидариниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

фирансийәниң 2025-йили деңиз-окйанларни қоғдашқа мунасивәтлик хәлқаралиқ бир йиғин тәшкилләйдиғанлиқини тилға алған макрон, хитайниңму бу тәшәббусларниң бир қисми болуши керәкликини оттуриға қойди.

хитай баш министири ли болса, хитай дөләт рәиси ши билән макрон оттурисида кәң ортақ тонуш һасил қилиниши мумкинликини ейтти.

ли: «бу учришиш؛ дунйаниң тинчлиқи вә муқимлиқини давамлаштуруш үчүн, хитай, фирансийә вә йавропаниң көрсәткән ортақ тиришчанлиқидин иҗабий сигналларни бериду» деди.

пирезидент макрон түнүгүн (5-апрел) пайтәхт бейҗиңда хитай мәнсәпдиши ши билән өткүзгән учришишдиму, украинада тинчлиқни әмәлгә ашуруш үчүн ортақ йол бәрпа қилишни халайдиғанлиқини ейтқан иди.

макрон үч күнлүк рәсмий зийарәт үчүн түнүгүн бейҗиңға йетип барған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر