америка украинаға йеңи йардәм қилинидиғанлиқини елан қилди

америка украинаға 2.6 милйард доллар қиммитидә йеңи һәрбий йардәм қилиду.

1970330
америка украинаға йеңи йардәм қилинидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар вә дөләт мудапиә министирлиқлири украинаға берилидиған йеңи һәрбий йардәм тоғрисида байанат елан қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, украинаға хәвпсизлик йардими даирисидә, 2 милйард 100 милйон доллар қиммитидә؛ пирезидентниң америка армийәси тәркибидин қорал-йарағ вә үскүниләрни бир тәрәп қилиш һоқуқи даирисидә 500 милйон доллар қиммитидә һәрбий йардәмниң украинаға берилидиғанлиқи қәйт қилинди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи йардәмниң тәпсилатлириға мунасивәтлик мәлуматларни ахбаратта елан қилди.

америка бу йардәм пилани билән, украина-русийә уруши 24-феврал (2023) башланғандин тартип укринаға җәмий 35.1 милйард доллар һәрбий йардәм қилған болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر