песков: хитайниң украина мәсилисини һәл қилиш пиланида иҗра қилғили болмайдиған бәзи маддилар бар
русийә пирезидентлиқ мәһкимиси байанатчиси димитрий песков хитайниң украина мәсилисини һәл қилиш пиланидики бәзи маддиларниң украина тәрәпниң мәйдани сәвәбидин иҗра қилғили болмайдиған һалда икәнликини ейтти.

түркийә авази радйоси хәвири: димитрий песков пайтәхт москвада мухбирларға украина мәсилиси һәққидә байанат елан қилди.
димитрий песков хитайниң бу мәсилини һәл қилиш пилани тоғрисидики соалларға җаваб берип, бу пиланниң тохтитип қойулмиғанлиқини, әмма униң бәзи маддилириниң иҗра қилғили болмайдиған һалда икәнликини билдүрди.
песко: «бу йәрдә украинаниң башқурғучилири вә қоманданлириниң сөзигә хилаплиқ қилиш мумкинчилики билән мунасивәтлик иҗра қилғили болмайдиған бәзи маддилар бар , бу қоманданлар кийевда турмайду вә урушниң давамлишишида чиң тумақта» деди.
песков йавропа иттипақиниң украинаға «тинчлиқ сақлаш қисимлирини» әвәтиш пикри үстидиму тохтилип, буниң «хәтәрлик» икәнликини тәкитлиди.
песков: «дунйада бу хил қисимлар қаидә бойичә һәр икки тәрәпниң мақуллуқи билән ишлитилиду. бу әһвалда, бу интайин хәтәрлик бир мәсилә» деди.