фукушима йадро електр истансисиниң йенидики икки районда тарқақлаштуруш буйруқи бикар қилинди
йапонийә һөкүмити фукушима дәй-ичи йадро електр истансисиниң йенидики икки «бурулуш тәс район» ни тарқақлаштуруш буйруқини бикар қилди.

түркийә авази радйоси хәвири: йапонийә 2011 - йилидики йәр тәврәш вә деңиз ташқинидин кейин, йадро електр истансисидики йадро еқип кетиш сәвәбидин тарқақлаштурулған әтраптики районларда мәсилиләрни һәл қилишқа тиришмақта.
електр истансисиға йеқин деңиз бойидики томиока шәһиридә 12 йилдин буйан «бурулуш тәс» дәп баһа берилгән йономори вә осуге районлири «алаһидә қайта қуруш райони» дәп елан қилинди.
шундақ қилип, апәттин кейин тарқақлаштурулған кишиләр буйруқ бикар қилинғандин кейинки 2 ай ичидә кона районлардики қайта йасалған нуқтиларға қайтип келәләйдиған болди.
2011-йили мартта, 9 бал йәр тәврәш вә униңдин кейинки деңиз ташқини сәвәбидин, шәрқий шимал райони мқйасида 15 миң 900 киши қаза қилған иди.
фукушима дәй-ичи йадро електр истансисидики реакторларда йадро ерип кетиш сәвәбидин истансисиниң йенидики олтурақ районлар тарқақлаштурулған иди.
2022-йили нойабирда, апәтниң тәсиригә учриған барлиқ районларда тарқақлаштуруш буйруқи сәвәбидин өй-маканлиридин айрилғанларниң сани 30 миңдин ашқан иди.