ашлиқ каридоридин 25 милйон тоннидин артуқ ашлиқ тошулди

ашлиқ каридори арқилиқ тошулған ашлиқниң омумий миқдари 25 милйон тоннидин ашти.

1968035
ашлиқ каридоридин 25 милйон тоннидин артуқ ашлиқ тошулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, 3- айниң 19- күнидин башлап, 31 парахот билән ашлиқ каридори арқилиқ 1 милйон 215 миң 354 тонна ашлиқ тошулған.

шуниң билән, 2022 – йили 24 – февралда башланған русийә – украина уруши сәвәбидин ашлиқ киризиси йүз бериш хәвпини түгитиш мәқситидә, түркийәниң тиришчанлиқлири нәтиҗисидә алдинқи йили ийул ейида шәкилләндүрүлгән ашлиқ каридоридин тошулған ашлиқниң омумий миқдари 25 милйон тоннидин ешип кәткән. 

украина портидин ашлиқ тошуватқан парахотларниң сани түнүгүн етибари билән 851 гә йәткән. 

ашлиқ каридоридин өткән ашлиқниң  %40 и йавропаға, %30 и асийаға, %13 и түркийәгә, %12 и африқаға, %5 и оттура шәрққә тошулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر