афғанистанда бир мәктәп бомба һуҗумиға учриди

афғанистанниң шималидики җузҗан вилайитиниң қуштәпә наһийәсидә бир мәктәпкә қилинған бомба һуҗумида икки оқуғучи җенидин айрилди.

1968008
афғанистанда бир мәктәп бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: җузҗан сақчи идарисиниң байанатчиси абдулсәттар һалиминиң ахбарат васитилириға билдүрүшичә, салаһийити ениқ болмиған бир киши қуштәпә наһийәсидики бир мәктәпкә қол бомбиси атқан.

һуҗум нәтиҗисидә, икки оқуғучи җенидин айрилған, төт оқуғучи йариланған.

шаһитларниң билдүрүшичә, зораван җузҗан наһийәсидики қизлар башланғуч мәктипигә һуҗум қилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر