гиретсийә дөләт мудапиә министири түркийәдә зийарәттә болиду

гиретсийә дөләт мудапиә министири николас панагиотопоулос дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң тәклипигә бинаән түркийәдә зийарәттә болиду.

1967621
гиретсийә дөләт мудапиә министири түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи мәнбәлириниң билдүрүшичә, гиретсийә дөләт мудапиә министири николас панагиотопоулос дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң тәклипигә бинаән 4 – апрел сәйшәнбә күни хатайда зийарәттә болидикән.

ақар билән панагиотопоулос 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә еғир талапәткә учриған хатайни зийарәт қилғандин кейин айрим көрүшидикән.

икки министир 9 – март күни телефонда көрүшүп, икки дөләт оттурисидики инақ қошнидарчилиқ мунасивәтлиригә даир күнтәртипни тәрәққий қилдуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر