бир мусулман аилиниң пәрзәнти шотландийәниң баш министири болди

шотландийәниң йеңи районлуқ баш министири һәмзә йусуф қәсәм берип вәзипә тапшурувалди.

1967465
бир мусулман аилиниң пәрзәнти шотландийәниң баш министири болди

түркийә авази радийоси хәвири: һәмзә йусуф шотландийәниң мәркизи единбургдики шотландийә йуқири сот мәһкимисидә өткүзүлгән мурасимда, баш сотчи вә пишқәдәм сотчиларниң һузурида хизмитигә вә падишаһқа садиқ болуш тоғрисида қәсәм берип, шотландийәниң рәсмий һалда районлуқ баш министири болди.

әсли пакистанлиқ аилидин келип чиққан 37 йашлиқ мусулман һәмзә йусуф түнүгүн (29-март) йеңи кабент әзалирини елан қилди.

һәмзә йусуф шотландийәниң районлуқ баш министири вә шотландийә миллий партийәсиниң рәиси никола стургеон баш министирлиқ вәзиписидин һәмдә партийә рәисликидин истепа бериши билән башланған рәһбәрлик риқабитидә 27-март ғәлибә қилғандин кейин, 28-март шотландийә парламентида аваз ташланған иди.

шотландийә миллий партийәсиниң рәисликигә сайланған һәмзә йусуф парламенттики аваз ташлаштин кейин, шотландийәниң тунҗи мусулман баш министири болған иди.

һәмзә йусуфниң дадиси 1960-йиларда пакистандин шотландийәгә көчмән болуп кәлгән. аниси кенийәдә җәнубий асийалиқ бир аилиниң қизи.

һәмзә йусуф баш министирлиқ бинаси болған «бийут өйи» (ButeHouse) дики биринчи күнидә аилисигә имам болуп намаз оқуватқанда тартилған рәсимни һәмбәһирлиди.

у твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «мән вә аиләмдикиләр бүгүн (28-март) парламенттики беләт ташлаштин кейин тунҗи кечимизни бийут өйидә өткүзүватимиз, биллә иптар қилғандин кейин, адитимиз бойичә аиләмгә имам болуп намаз оқудум. бу башқичә бир вақит иди» деди.

у баш вәзир риши сунак билән биллә чүшкән сүритиниму һәмбәһирләп: «мән шотландийә хәлқи вә парламентиниң демократик арзусиға, бирләшмә падишаһлиқ һөкүмитиниң һөрмәт қилиши керәкликини ениқ оттуриға қойдум» деди.

шотландийә парламентида 28-март өткүзүлгән авазға қойушта баш минстирлиққа сайланған һәмзә йусуф тунҗи мусулман баш министир болғандин башқа, шотландийәниң әң йаш парламент әзаси вә тунҗи министири дегәндәк унванларғиму игә.

бу йил (2023) февралда баш министир никола стургеонниң истепа бериши билән бош қалған шотландийә миллий партийәсиниң рәислик орни үчүн ташланған 26 миң 32 беләт билән %52 авазға еришип баш министирлиққа сайланған 37 йашлиқ һәмзә йусуф сайлам нәтиҗиси җакарланғандин кейин елан қилған байанатида, шотландийәгә мустәқиллиқ елип келиштә  «қәтий қарарға» игә икәнликини әскәртип, «биз уни әмәлгә ашуридиған әвлад болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر