венгирийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

венгирийә пирезиденти каталин новак бүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә рәсмий зийарәттә болиду.

1966545
венгирийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, әнқәрәдә ишқа ашурулидиған рәсмий учришишларда түркийә – венгирийә мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән, һәмдә һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинидикән.

учришишлар давамида икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа йәнә, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири, районлуқ вә дунйави мәсилиләр тоғрисида өзара пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر