песков: достанә болмиған дөләтләр ачқан бу арилашма уруш узун давамлишиду

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков, достанә болмиған дөләтләрниң русийәгә қарши ачқан арилашма урушиниң узунға созулидиғанлиқини ейтти.

1966967
песков: достанә болмиған дөләтләр ачқан бу арилашма уруш узун давамлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков пайтәхт москвада мухбирларниң нөвәттики мәсилиләр тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у русийәниң украинадики «алаһидә һәрбий һәрикити» ниң бу йил ахирлишип - ахирлашмайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип: «әгәр кәң көләмлик урушни көздә тутуватқан болсиңиз, бу дүшмән дөләтләр вә достанә болмиған дөләтләр билән болуватқан бир тоқунуш. бу дөлитимизгә қарши турғучиларға ачқан бир уруш болуп, узун давамлишиду. бу әһвалда бизниң өзимизгә ишәнч қилишимиз, қәтийликкә вә пирезидентниң әтрапида уйушушқа моһтаҗ» деди.

русийә армийәси2022 - йили 24 - феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикитини башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر