фирансийә холодомор паҗиәсини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилди

фирансийә парламенти холодомор паҗиәсини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилишни мәзмун қилған тәклипни қобул қилди.

1966781
фирансийә холодомор паҗиәсини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә парламенти совет түзүми 1932-, 1933 – йиллири украина тупрақлирида милйонларчә кишини ач қойуп, өлүмниң гирдабиға иттиргән холодомор паҗиәсини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилишни мәзмун қилған тәклипни қобул қилди.

фирансийә парламенти әйни дәврдики совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи рәһбири җозеф исталинниң йәр ислаһатини деһқанларға мәҗбури қобул қилдуруш қәдәмлири кәлтүрүп чиқарған «холодомор» намлиқ ачарчилиқни «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилишни мәзмун қилған тәклипни музакирә қилди.

һакимийәт бешидики гүллиниш партийәси парламент әзаси анни генетет башқа нурғун парламент әзалири билән бирликтә оттуриға қойған тәклип, 2 гә қарши  168 аваз билән қобул қилинди. шуниң билән, фирансийә парламенти холодоморни «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилған болди.

украина тилида, холодомор «сүний ачарчилиқ пәйда қилип өлүмгә һөкүм қилиш» дегән мәнини билдүридиған болуп, холодомор паҗиәсидә тәхминән 4 милйон 500 миң кишиниң һайатидин айрилғанлиқи қәйт қилинмақта.

украина парламенти бу вәқәни 2006- йили «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر