сәуди әрәбистан хитайда нефит айриш вә нефит-химийә завути қуридиған болди

сәуди әрәбистанниң хитайда қурмақчи болған нефит айриш вә нефит-химийә завутлириниң орни уйғур районидиму йаки хитайниң ички қисимидиму? бу һәқтә ениқ мәлумат берилмиди.

1965308
сәуди әрәбистан хитайда нефит айриш вә нефит-химийә завути қуридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң дөләтлик нефит ширкити «сәуди әрәбистан арамко» хитайда нефит айриш завути вә нефит-химийә завути қуруш арқилиқ паалийәт башлайдиғанлиқини елан қилди.

«сәуди әрәбистан арамко» ширкитиниң йазма байанатиға асасланғанда, хитайниң «норинко»  вә <пәнҗин» ширкәтлири билән ортақ тәшәббус башлиған. бу ортақ тәшәббусниң %30 и сәуди әрәбистан арамко ширкитигә, қалған %51 и хитайниң «норинко» ширкитигә вә %19 и «пәнҗин» ширкитигә тәвә болидикән.

ширкәтләрниң ортақ мәбләғ селиши билән күндилик ишләпчиқириш иқтидари 300 миң варилға йетидиған нефит айриш завути, шундақла йиллиқ ишләпчиқириш иқтидари 1 милйон 650 миң тонна етилен вә 2 милйон тонна параксиленға йетидиған нефит- химийә завути қурулидикән.

бу лайиһәниң зөрүр болған тәстиқлири тамамланғандин кейин, қурулушниң бу йил (2023) апрелдин кейин башлинииши пиланланмақта.

нефит айриш вә нефит-химийә завутлириниң 2026 - йили ишқа кириштүрүлүши мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر