германийәдики 24 саәтлик иш ташлаш әндишә йаратмақта
германийәдә әң чоң икки қатнаш уйушмисиниң иш ташлаш қарари сәвәбидин бүгүн (27-март) аммиви қатнашниң тохтап қелиши мөлчәрләнмәктә.
түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн йерим кечидин етибарән германийәдә башланған вә 24 саәт давамлишидиғанлиқи уқтурулған иш ташлаш паалийитиниң айродором, порт, төмүр йол, аптобус вә метроларға еғир тәсир көрситидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.
ишчилар уйушмилири әзалири мәмликәт миқйасида турмуш тәннәрхиниң өрлишигә тақабил туруш үчүн техиму йуқири иш һәққи тәләп қилмақта.
башқа аммиви мулазимәт тармақлирида нурғун кичик иш ташлашлар болған болсиму, әмма бүгүнки иш ташлашниң нәччә он йилдин буйанқи әң чоң иш ташлаш болидиғанлиқи күтүлмәктә.
иш ташлашқа қатнашқан «Verdi» вә «EVG» ойушмилири германийәдики әң чоң уйушмилар қатарида санилиду.
«Verdi» уйушмиси, аммиви қатнаш вә айродурумларни өз ичигә алған аммиви саһәләрдә тәхминән 2 милйон 500 миң хизмәтчигә вәкиллик қилиду.
«EVG» уйушмиси болса, германийә дөләтлик төмүр йол «Deutsche Bahn» ширкити вә башқа аммиви аптобус ширкәтлиридә тәхминән 230 миң хизмәтчигә вәкиллик қилиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

русийә армийәси украинаниң пайтәхти кийевға һавадин һуҗум қилди
украина һава мудапиә қисимлири 40 тин артуқ нишанни һавада пачақлап ташлиди.