буркина фасо «France 24 » телевизийә қанилиниң тарқитишини тохтатти
буркина фасо фирансийәниң «France 24 » телевизийә қанилиниң тарқитишини вақтинчә тохтатти.

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөлити буркина фасо билән фирансийә оттурисидики җиддийчилик барғансери кәскинләшмәктә.
вагадугу һөкүмити фирансийәниң «France 24 » телевизийә қанилиниң тарқитишини вақтинчә тохтатти.
игилинишичә, буниң сәвәби, фирансийәниң «France 24» телевизийә қанилиниң террорлуқ тәшкилати әлқаидәниң аталмиш шималий африқа рәһбири билән сөһбәт өткүзүши вә террорчиларниң бу телевизийә қанили худди өзлириниң алақә васитисидәк һәрикәт қилиши икән.
фирансийәниң «France 24» телевизийә қанили террорлуқ тәшкилати әлқаидәниң аталмиш шималий африқа рәһбири билән өткүзгән сөһбәтни 6 – март күни тарқатқаниди.
вагадугу һөкүмити йанвар ейида фирансийәгә нота тапшуруп, әскәрлирини бу дөләттин чекиндүрүшини тәләп қилғаниди.
фирансийәниң «France 24 » телевизийә қанили буниңдин илгириму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни қоллап пирограммиларни тарқатқаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

дунйа мәтбуати әрдоғанниң сайлам ғәлибисигә кәң орун аҗратти
дунйа медийаси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайлам ғәлибисигә кәң орун аҗратти.