биразилийә пирезиденти хитай зийаритини әмәлдин қалдурди
биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силва өпкә йаллуғи сәвәбидин хитай зийаритини бикар қилишқа мәҗбур болди.
1965093

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийә һөкүмитиниң байанатида: «теббий тәвсийә билән пирезидент лула да силва хитай зийаритини кечиктүрүшни қарар қилди. һөкүмәт кечиктүрүш тәлипини хитай даирилири билән ортақлашти вә йеңи бир зийарәтни пиланлаш тәлипини йәткүзди» дейилди.
77 йашлиқ лула да силва алдинқи күни доминика җумһурийитидә башланған «28-нөвәтлик иберо-америка башлиқлар йиғини» ға хитай зийарити билән путлишип қалғанлиқи сәвәбидин қатнашмиған иди.
2003 – йилидин 2010 йиллириғичә болған һакимийәт мәзгилдә биразилийә пирезиденти лула да силва хитай билән болған иқтисадий мунасивәтни тәрәққий қилдурушқа алаһидә әһмийәт бәргән иди.
хитай 2009 - йилдин буйан биразилийәниң әң чоң сода шерикигә айланған иди.