америка сүрийәдики һәрбий базисиға һуҗум қилған террорчиларға зәрбә бәрди
иран қоллаватқан чәт әл террорчи унсурлириниң американиң сүрийәдики базисиға қилған һуҗумида йариланған америка әскәрлириниң ирақниң пайтәхти бағдад вә әрбилдә давалиниватқанлиқи билдүрүлди.
1964904

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси мәркизи қоманданлиқ иштаби байанатчиси абигайил хаммок рудав телевизийә қанилиға байанат берип, һуҗумда йариланған алтә әскәрниң саламәтлик әһвалиниң муқим икәнликини, икки әскәрниң хизмәт орниға қайтип кәлгәнликини ейтти.