америка билән йавропа иттипақи бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

америка билән йавропа иттипақи һинди-тинч окйан истратегийәси даирисидә хитайға қарши икки күнлүк деңиз армийәси маневири өткүзди.

1964923
америка билән йавропа иттипақи бирләшмә һәрбий маневир өткүзди
abd USS Paul Hamilton gemi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «2023 - йили 23 - вә 24 – март күнлири йавропа иттипақи билән америка, 2022 - йили 2 – декабирдики йавропа-америка йуқири дәриҗилик мәслиһәт йиғинида пүтүшкини бойичә бирләшмә деңиз маневири өткүзди» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, маневрға америка уруш парахоти USS паул хамилтон, испанийәниң рейна софийә намлиқ уруш парахоти вә италийәниң карло бергамини уруш парахотиниң қатнаштурулғанлиқи әскәртилгән болсиму, маневирниң қәйәрдә өткүзүлгәнликигә даир учурларға орун берилмиди.

байанатта, маневирниң һинди-тинч окйанни қоллашни мәқсәт қилған йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлириниң деңиз-окйан һәмкарлиқи тоғрисидики ортақ вәдисиниң бир қисми икәнлики тәкитләнди.

маневирниң асаслиқ мәқситиниң тинч окйан районидики чоң күч риқабити даирисидә хитайға тақабил туруш икәнлики илгири сүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر