харрис африқадики үч дөләтни зийарәт қилиду

америка муавин пирезиденти камала харрис 26-марттин 1-апрелғичә гана, танзанийә вә замбийә қатарлиқ африқа дөләтлирини зийарәт қилиду.

1964927
харрис африқадики үч дөләтни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: камала харрисниң африқа зийарити америка йуқири дәриҗилик рәһбәрлириниң  африқа қитәсигә қаратқан бу йилқи бәшинчи қетим зийарити һесаблиниду.

харрисниң гана пирезиденти нана акуфо-аддо, танзанийә пирезиденти самийа сулуху һассан вә замбийә пирезиденти һакайнде һичилема билән көрүшүши пиланланмақта.

харрис мәзкур дөләтләрдики хусусий вә аммивий саһәләрниң вәкиллири билән көрүшүп мәбләғ селиш һәмкарлиқи, айал карханичилар, йашлар вә техника қатарлиқ саһәләр бойичә сөһбәт өткүзиду.

хитайниң африқадики тәсириму харрисниң зийарәт күнтәртипидин орун алиду.

у йәнә даеш террорлуқ тәшкилатиниң райондики паалийәтлири вә кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисидиму мунасивәтлик органлар билән пикир алмаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر