байдин: русийә - хитай йеқинлишиши көптүрүлди
америка пирезиденти җо байдин хитай билән русийәниң йеқинлишишиниң йеқиндин буйан «бәкла мубалиғиләштүрүлгән»ликини илгири сүрди.
1964925

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин хитай билән русийәниң йеқинлишишиниң йеқиндин буйан «бәкла мубалиғиләштүрүлгән»ликини илгири сүрүп, әмәлийәттә ғәрб иттипақиниң бир – биригә техиму йеқинлишиватқанлиқини оттуриға қойди.
канадада дөләт ишлири зийаритидә болуватқан америка пирезиденти байдин канаданиң оттава шәһиридә канада баш министири җастин трудо билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.
пирезидент байдин русийәниң украинаға қиливатқан һуҗумини тохтитиш үчүн москваға ишлитиливатқан бесим вә украинаға қилиниватқан йардәмниң давам қилидиғанлиқини билдүрди.
йеқинқи 10 йилда хитай билән русийә оттурисида 40 қетим йиғин өткүзүлгәнликини билдүргән байдин, йәнә бир тәрәптин, ғәрб иттипақиниң техиму йеқинлашқанлиқини тәкитлигәндин кейин, сөзини давамлаштуруп: «мән хитай билән русийәни төвән мөлчәрлимәймән. әмма, мениңчә биз бәк көптүрүвәттуқ. йеқинқи үч айдин буйан хитайниң русийәни муһим қораллар билән тәминлийәләйдиғанлиқи оттуриға қойулуватиду. улар техи буни қилип бақмиди. бу уларниң һәргиз ундақ қилмайдиғанлиқини көрсәтмәйду, әмма техи ундақ қилмиди. шундақ болған тәқдирдиму, бу иш ғәрбни техиму көрүнәрлик дәриҗидә бирләштүрди» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

русийә армийәси украинаниң пайтәхти кийевға һавадин һуҗум қилди
украина һава мудапиә қисимлири 40 тин артуқ нишанни һавада пачақлап ташлиди.