шималий корейә «адәмсиз су асти йадро қорали» ни мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини елан қилди
шималий корейә партлаш арқилиқ чоң типтики радийоактиплиқ деңиз долқуни пәйда қилиш иқтидариға игә «адәмсиз су асти йадро қорали» ни мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә партлаш арқилиқ чоң типтики радийоактиплиқ деңиз долқуни пәйда қилиш, дүшмән орунлириға йошурунчә һуҗум қилиш иқтидариға игә «адәмсиз су асти йадро қорали» ни мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини елан қилди.
шималий корейә рәсмий хәвәр агентлиқи — KCNA, мәзкур «мәхпий қорал»ниң сәйшәнбә күни җәнубий һаммйоң өлкиси деңиз тәвәликигә қойуп берилгәндин кейин, суниң 80 билән 150 метир чоңқурлуқида 59 саәт илгириләп, дөләтниң шәрқий деңиз қирғиқида партилиғанлиқини хәвәр қилди.
корейәчә деңиз борини дегән мәнидики «хаеил» дәп аталған қоралниң «дәриҗидин ташқири чоң» радийоактиплиқ деңиз долқун һасил қилиш арқилиқ дүшмән парахотлири вә портлириға һуҗум қилиш үчүн лайиһәләнгәнлики оттуриға қойулди.
«вәзиписи һәрикәт даирисидики деңиз тәвәликлиригә оғрилиқчә кирип, су астида партлаш арқилиқ зор көләмлик радийоактиплиқ деңиз ташқинини қозғитип, дүшмәниң деңиз армийәси вә асаслиқ портлирини йоқитип ташлаш» тин ибарәт икәнлики әскәртилгән мәзкур истратегийәлик су асти қорал системисини һәр қандақ деңиз қирғиқи, порт йаки парахотларға орунлаштурғили болидиғанлиқи илгири сүрүлди.
шималий корейә пирезиденти ким җоңун дүшмәнниң шималий корейәгә таҗавуз қилиш йолидики һәр қетимлиқ урунушини тармар қилиш, америка қошма иштатлири билән җәнубий корейәниң бипәрваларчә давамлаштуруватқан һәрбий иғвагәрчиликигә техиму күчлүк тақабил туруш ирадисини қайта тәкитлиди.
чаршәнбә күни америка билән җәнубий корейәниң йеқинқи бәш йилдин буйанқи әң чоң бирләшмә һәрбий маневирини тамамлиши билән тәң корейә йерим арилида җиддийлик күчийип кәткәниди.