гутеррес: килимат өзгириши дунйани йашиғили болмайдиған әһвалға чүшүрүп қоймақта
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес килимат өзгиришиниң дунйани йашиғили болмайдиған әһвалға чүшүрүп қойуватқанлиқини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи гутеррес дунйа метерологийә күни мунасивити билән йазма байанат елан қилди.
баш катип гутеррес байанатида, йәр шариниң иссип кетишини 1.5 селсийә гирадустин төвән һаләттә сақлап қалалмаслиқниң бу дунйани « килимат апити» гирдабиға иттиргәнликини әскәртти, һәмдә һәммә кишиниң кәлгүси әвладлар үчүн өз мәсулийитини ада қилиши керәкликини қәйт қилди.
у енергийә вә қатнаш системилириниң өзгириши керәкликини, ташқатма йеқилғу ишлитишкә болған беқинишни азайтиш арқилиқ қайта һасил болидиған енергийәни хизмәткә кириштүрүшниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
гутеррес карбон қойуп беришни азайтиш үчүн тәрәққий қиливатқан дөләтләрни маддий вә технологийә җәһәттин қоллаш керәкликини ейтти.
у 2023-йилиниң «вақтни чиң тутуп, хизмәт ишләшкә тегишлик өзгириш йили» болуши керәкликини тәкитләп мундақ деди: « килимат өзгириши дунйани йашиғили болмайдиған әһвалға чүшүрүп қоймақта. әмди биз тәбиәткә қарши биһудә урушлиримизни ахирлаштурушимиз керәк.»