блинкен: түркийәниң «F-16» типлиқ уруш айропиланлирини сетивелиши нато үчүн муһим

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен түркийәниң «F-16» типлиқ уруш айропиланлири вә мәвҗут «F-16» типлиқ уруш айропиланлириниң заманиви үскүнилирини сетивелишиниң шималий атлантик әһди тәшкилати үчүн муһимлиқини ейтти.

1964449
блинкен: түркийәниң «F-16» типлиқ уруш айропиланлирини сетивелиши нато үчүн муһим

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетида блинкенға мундақ соал ташланди: җо байдин һөкүмитиниң «F-16» типлиқ уруш айропиланлирини түркийәгә сетип бериши «америка қошма иштатлириниң түркийәниң буни иттипақдашлири вә шериклиригә қарши ишлитилмәслики» ни капаләткә игә қилиш үчүн ташлиған қәдәмлириму?

блинкен мундақ җаваб бәрди: «түркийәниң йеңиланған F-16 типлиқ уруш айропиланлири вә мәвҗут F-16 типлиқ уруш айропиланлириниң заманиви үскүниләрни сетивелиши зөрүр дәп қараймиз. буни шималий атлантик әһди тәшкилати вә иттипақдаш дөләтләр үчүн муһим дәп қараймиз.»

йәнә бир тәрәптин, министир блинкен шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләр оттурисидики җиддийчиликни азайтиш вә җиддийчиликкә сәвәб болуватқан һәрикәтләр йаки иғвалардин сақлиниш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини байан қилип мундақ деди: «түркийә, гиретсийә йаки шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза башқа һәрқандақ дөләтләргә қарита елип бериватқан тиришчанлиқлиримизниң муһим нуқтиси, уларниң өзара бир гәвдә һалитидә һәрикәт қилишиға капаләтлик қилиш үчүн уларни улар еһтийаҗлиқ болуватқан үскүниләр вә технологийәгә толуқ игә қилиштур. шуниң билән бир вақитта, уларниң оттурисида бирәр ихтилап болса, биз тәминлигән һәрқандақ үскүнә йаки технологийәниң бу ихтилапларда ишлитилмәсликигә капаләтлик қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر