иран, әнглийә, фирансийә вә германийәлик дипломатлар ослода көрүшти

иран, әнглийә, фирансийә вә германийәдин йуқири дәриҗилик дипломатлар норвегийәниң пайтәхти ослода бир йәргә җәм болди.

1964189
иран, әнглийә, фирансийә вә германийәлик дипломатлар ослода көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: иран муавин дипломатийә министири вә баш сөһбәт вәкили әли бакири әнглийә, фирансийә вә германийәдин кәлгән йуқири дәриҗилик дипломатлар билән норвегийәниң пайтәхти ослода учрашқанлиқини җакарлиди.

бакири аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «әнглийә, фирансийә вә германийәдин кәлгән йуқири дәриҗилик дипломатлар билән норвегийәниң пайтәхти ослода бир йәргә җәм болдуқ.  учришишта, өзара мәнпәәт йәткүзүш вә әндишиләргә алақидар ортақ көңүл бөлидиған бир қатар мәсилиләрни кәң даиридә музакирә қилдуқ.»

у иранниң «өз қарашлирини айдиңлаштуруп, бәзи хата мөлчәрләргә қарши агаһландуруш беридиған һәрқандақ пурсәтни қолдин берип қоймайдиғанлиқини» әскәртип мундақ деди: «депломатийә йолиниму өз ичигә алған барлиқ чарә – тәдбирләр арқилиқ миллий мәнпәәтлиримизни алға силҗитиш радимиз қәтийдур.»

бакири бу қетимқи йиғинниң иран билән америка қошма иштатлири оттурисидики һәл болмиған талаш- тартишлар сәвәбидин бултур сентәбирдә тохтитилған йадро сөһбити билән мунасивәтлик йаки әмәслики һәққидә мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر