анналина баербок шималий македонийәниң орниниң йавропа иттипақи икәнликини ейтти
германийә ташқи ишлар министири анналина баербок шималий македонийәниң орниниң йавропа иттипақи икәнликини ейтти.
1964162

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири барбок шималий македонийәдики дөләт ишлири зийаритини башлаштин илгири байанат берип: «шималий македонийәниң орни башқа ғәрбий балқан шериклиримизгә охшашла йавропа иттипақидур. биз бу җәһәттә әстайидил, шуңа улар йавропа иттипақи әзалиқ сөһбәтлириниң рәсмий йосунда башлинишидиғанлиқидин гуманланмаслиқи керәк» деди.
шималий македонийә хәлқиниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписигә болған зор арзу – үмидлириниң өзлиригә нисбәтән һәм пурсәт, һәм хәвп икәнликигә ишарәт қилған баербок, сөзини давамлаштуруп: «бу бир хәвп, чүнки йеқинқи 17 йилда қолға кәлтүрүлгән барлиқ илгириләшләр вә бәзидә йүз бәргән азаблиқ йол қойушларға қаримай, йавропа иттипақи болуш сүпитимиз билән уларниң үмидини йәрдә қойсақ, македонийәликләрни қолдин кәткүзүп қойушимиз мумкин» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

путин йавропа мунтизим һәрбий қисимлар әһдинамисини әмәлдин қалдурди
русийә пирезиденти виладимир путин йавропа мунтизим һәрбий қисимлар әһдинамисини әмәлдин қалдурди.