билинкен русийәни террорлуқни қоллайдиған дөләтләр тизимликигә киргүзүш мәсилиси тоғрисида тохталди
америка ташқи ишлар министири антоний блинкен русийәни еғир ембарго вә чәклимиләрни йолға қойушни тәләп қилидиған «террорлуқни қоллайдиған дөләтләр» тизимликигә киргүзүшниң арзу қилинмайдиған ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтти.
1964158

түркийә авази радийоси хәвири: министир антоний блинкен палатаниң хамчот аҗритиш комитетиниң ташқи ишлар, ташқи һәрикәтләр вә алақидар пирограммилар тармақ комитетида министирлиқниң 2024-йиллиқ хамчотиға мунасивәтлик йиғиниға қатнишип, соалларға җаваб бәрди.
билинкен бир кеңәш палата әзасиниң русийәни «террорлуқни қоллайдиған дөләтләр» тизимликигә киргүзүш хизмәтлириниң ишлинип – ишләнмигәнлики тоғрисидики соалиға, американиң русийәгә һәр хил җазаларни йүргүзгәнликигә ишарәт қилған һалда: «бизниң русийәниң уруш җинайити вә вәһшийликлиригә қарита йүргүзгән нурғун җазалиримиз бар. мениңчә, уни террорлуқни қоллайдиған дөләтләр тизимликигә киргүзүш арзу қилинмайдиған ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду» дәп җаваб бәрди.
американиң москваға қарши мувапиқ болған барлиқ қәдәмләрни ташлиғанлиқини тилға алған блинкен: «биз уни (русийәни) террорлуқни қоллайдиған дөләтләр тизимликигә киргүзүш мәсилисини музакирә қилишимиз керәк. у нәтиҗигә еришишниң техиму йахши усуллириму бар» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

путин йавропа мунтизим һәрбий қисимлар әһдинамисини әмәлдин қалдурди
русийә пирезиденти виладимир путин йавропа мунтизим һәрбий қисимлар әһдинамисини әмәлдин қалдурди.