исраилийәниң сүрийәгә һавадин һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

бәшшар әсәд һакимийити исраилийәниң сүрийәниң шималидики һәләб айродурумиға һавадин һуҗум қилғанлиқини илгири сүрди.

1963414
исраилийәниң сүрийәгә һавадин һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд һакимийитиниң хәвәр агентлиқи — сананиң һәрбий мәнбәләрни асас қилған хәвиригә қариғанда, исраилийә армийәси һәләб вилайити мәркизиниң шәрқий қисмиға җайлашқан айродурумиға шу йәр вақти 03:55 дә һавадин һуҗум қилған؛ һуҗумда айродурумниң бәзи җайлири талапәткә учриған.

бәшшар әсәд һакимийити 7-март исраилийәниң һава һуҗумиға учриған һәләб айродурумниң хизмәттин тохтиғанлиқини елан қилғаниди.

һәләбтә бәшшар әсәд һакимийити әскәрлири билән иранниң һимайисидики чәт әл террорчи унсурлири вә һизбуллаһ (аллаһ партийәси) ниң һәрбий орунлири барлиқи мәлум.

исраилийә даирилири һазирғичә мәзкур һуҗумға һечқандақ рәсмий изаһат бәрмиди.

исраилийә сүрийәдә ички уруш башланған 2011- йилидин буйан пат – патла иран һимайисидики террорчилар билән һакимийәт әскәрлириниң сүрийәдики һәрбий нуқтилириға һуҗум қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر