ши җинпиңниң русийә зийарити вә украина мәсилисидики муҗимәллики давамлашмақта

хитай рәиси ши җинпиңниң русийә зийарити җәрйанида, икки дөләт рәһбәрлири украина киризисидики тоқунушни тохтитиш вә мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилиш чақирқи елан қилди.

1963278
ши җинпиңниң русийә зийарити вә украина мәсилисидики муҗимәллики давамлашмақта

түркийә авази радйоси хәвири: түнүгүн (21-март) хитай рәиси ши билән русийә пирезиденти владимир путин оттурисидики сөһбәттин кейин, икки дөләтниң истратегийәлик һәмкарлиқи тоғрисида бирләшмә байанат елан қилинди.

«йеңи дәврдики универсал истратегийәлик һәмкарлиқ вә маслаштурушни чоңқурлаштуруш, украина киризисини дийалог арқилиқ һәл қилиш» мавзулуқ байанатта, тәрәпләр мәсилини һәл қилишниң әң йахши усулиниң дийалог икәнликини тәкитләп, җиддийчиликни ашуридиған вә тоқунушни узартип, киризисниң контролдин чиқип кетишигә сәвәб болидиған қәдәмләрдин сақлиниш керәклики билдүрүлди.

ши билән путинниң бирләшмә байанатида, америка вә ғәрб дөләтлириниң киризисқа тутқан позитсийәси йепиқ һалда тәнқид қилинип: «тәрәпләр һәр қандақ дөләт йаки дөләтләр гуруһиниң башқа дөләтләрниң қанунлуқ бихәтәрлик мәнпәәтигә зийан селип, һәрбий, сийасий вә башқа саһәләрдә үстүнлүкни қолға кәлтүрүшигә қарши туриду» дейилди.

байанатта, русийә тәрәпниң тинчлиқ сөһбитигә балдуррақ қайтиш вәдисигә әмәл қилидиғанлиқи тәкитләнди вә хитайниң украина киризисини сийасий вә дипломатик йол билән һәл қилишта иҗабий рол ойнаш ирадиси, бу җәһәттики тәклип-пикирлирини мәдһийә билән қарши алидиғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, русийә пирезиденти владимир путин хитабнамә имзаланғандин кейин өткүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида, тинчлиқ сөһбитиниң давамлишиши тоғрисида ениқ позитсийә билдүрди.

путин хитай оттуриға қойған тинчлиқ пиланиниң нурғун маддилириниң русийәниң позитсийәсигә уйғун болғанлиқини билдүрүп: «бу тәклипләрни ғәрб билән кийев тәййар болғанда мәсилини тинч һәл қилишниң асаси қилишқа болиду, дәп ойлаймиз. әмма, һазирға қәдәр биз уларниң тәййар икәнликини көрәлмәйватимиз» деди.

американиң йиғинға мунасивәтлик байанатида болса, рәһбәрләрниң украина тоғрисидики тәклиплириниң урушниң пат йеқинда ахирлишишиға қарита  үмид берәлмигәнлики билдүрүлди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирби тәрәпләрниң б д т низамнамисиниң мәқсити вә пиринсипиға әмәл қилиш керәкликини тәшәббус қилғанлиқини, буниң б д т ниң йәнә бир әзаси болған украина земинидин русийәниң чекинип чиқиши керәкликини көрситип беридиғанлиқини тәкитләп: «хитай иҗабий рол ойнашни халайдиған болса, чоқум русийәгә украинадин чекиниши тоғрисида бесим ишлитиши керәк» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر