пакистанда йүз бәргән тоқунушта, үч әскәр билән үч қораллиқ унсур қаза қилди

пакистанниң хәйбәр пахтонхва өлкисидә йүз бәргән қораллиқ тоқунушта, үч әскәр һайатидин айрилип, үч қораллиқ унсур уҗуқтурулди.

1963353
пакистанда йүз бәргән тоқунушта, үч әскәр билән үч қораллиқ унсур қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: пакистан армийәсиниң байанатиға асасланғанда, дера исмаил хан районида қораллиқ унсурлар билән бихәтәрлик қисимлири оттурисида тоқунуш йүз бәргән. тоқунушта үч әскәр һайатидин айрилип,үч қораллиқ унсур уҗуқтурулған.

пакистан армийәси қораллиқ унсурларниң қайси тәшкилатқа тәвә икәнлики тоғрисида мәлумат бәрмиди.

йеқинқи айларда пакистанда, болупму хәйбәр пахтонхва вә балучистан өлкилиридә террорлуқ һуҗумлири көпәйди.

исламабад даирилири бу һуҗумларниң афғанистанда турушлуқ пакистан талибанлири (TTP) тәрипидин пиланланғанлиқини вә йетәкләнгәнликини билдүрмәктә. афғанистан даирилири болса, бу әйибләшләрни рәт қилмақта.

пакистанниң пешавур шәһиридә 30 -йанварда (2023) пешин намизи әснасида, бир җамәгә қилинған адәм бомба һуҗумидиму көпинчиси сақчи җәмий 102 киши қаза қилған иди.

балучистандиму 6 - мартта йүз бәргән адәм бомба һуҗумида 10 сақчи қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر