хитайдики нурғун районларда қум борини агаһландуруши елан қилинди

хитайниң шималидики чөл вә қумлуқ районлар билән 10 дин артуқ район һәмдә өлкиләрдә, соғуқ һава билән күчлүк шамалниң қум бориниға сәвәб болидиғанлиқи һәққидә җиддий агаһландуруш елан қилинди.

1963417
хитайдики нурғун районларда қум борини агаһландуруши елан қилинди

түркийә авази радйоси хәвири: хитай дөләтлик метерологийә мәркизиниң байанатида, дөләтниң шимал вә шәрқий шимал районлирида бу йил (2023) ниң әң күчлүк қум борини чиқишиниң мөлчәрләнгәнлики билдүрүлди.

байанатта, уйғур аптоном райони, ниңшйа нуңган аптоном райони, ички моңғул аптоном райони шундақла чиңхәй, гәнсу, шәнши, хибей, лйавниң, җилин, хейлоңҗйаң өлкилири билән пайтәхт бейҗиң вә тйәнҗен шәһәрлириниңму қум борининиң еғир тәсиригә учрайдиғанлиқи уқтурулди.

метерологийә мутәхәссислири қиш айлирида шималий қумлуқ вә чөлләрдә йетәрлик һөл-йеғин болмиғанлиқи сәвәбидин йәр йүзидә бириккән қум, чаң-тозанларниң баһар пәслидә җәнубтики районларниң балдур иссиниши билән шималдин җәнубқа чиқидиған шамалға әгишип қум бориниға айлинип кетидиғанлиқини билдүрмәктә.

бейҗиңда қум боини сәвәбидин һаваниң булғиниши һалқилиқ сәвийәгә өрлиди.

һава булғиниши һалқилиқ дәриҗисиниң инсанларниң саламәтлики үчүн «зәһәрлик» категорийәдә һесаблинидиғанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر