йапонийә баш вәзири зелениски билән көрүшиду

йапонийә баш вәзири кишида фумийо кийевда украина пирезиденти володимир зелениски билән көрүшиду.

1962760
йапонийә баш вәзири зелениски билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вазаритиниң билдүрүшичә, баш вәзир кишида фумийо кийевда украина пирезиденти володимир зелениски билән бир йәргә җәм болидикән.

кишида май ейида хирошимада йапонийә саһибханилиқ қилидиған 7 – г гуруһи башлиқлар йиғини һарписида, йапонийәниң украинаға давамлиқ йардәм беридиғанлиқини тәкитләйдикән.

у әтә полшадиму зийарәттә болидикән.

йапонийә баш вәзири кишида фумийо русийә – украина уруши башланған 2022 – йили февралдин буйан украинада дөләт ишлири зийаритидә болмиған 7 – г гуруһиға әза бирдинбир дөләтниң рәһбири иди.

кишида украинаниң тәклипигә бинаән елан қилған байанатида, мувапиқ вақитниң йетип келишини күтүватқанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر