америка һиндистан консулханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди
америка қошма иштатлири калифорнийә иштатиниң сан фирансиско шәһиридики һиндистан консулханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди.
1962692

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җейк сулливан тивиттердики ардесида байанат елан қилип: «сан фирансиско шәһиридики һиндистан консулханисиға қаритилған зораванлиқ һәрикәтлирини әйибләймиз. биз бу мулазимәт биналири вә у йәрдә ишләватқан дипломатларниң аманлиқи шундақла бихәтәрликигә йеқиндин көңүл бөлимиз. америка ташқи ишлар министирлиқи бу җәһәттә ташлинидиған қәдәмләр тоғрисида йәрлик сақчи идариси билән алақилишишни давамлаштурмақта» деди.