оттура африқа җумһурийитидә хитайларға һуҗум қилиш вәқәлири күчәймәктә

оттура африқа җумһурийитидә бамбари шәһиридики бир алтун каниға қораллиқ гуруппиларниң қилған һуҗумида тоққуз хитай өлтүрүлди.

1961970
оттура африқа җумһурийитидә хитайларға һуҗум қилиш вәқәлири күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мәтбуатлириниң хәвиригә асасланғанда, бамбари шәһиригә қарашлиқ чиңболо йезисиға җайлашқан хитай алтун қирғақ гуруһи ширкитигә тәвә кан райони кимлики намәлум қораллиқ кишиләрниң һуҗумиға учриған.

һуҗумда кан мәйданидики машина вә туралғулар буланған вә тоққуз нәпәрхитай пуқраси кан ишчиси өлтүрүлгән.

хитай алтун қирғақ гуруһи ширкитиниң районда бәш күн илгири паалийәт башлиғанлиқи билдүрүлди.  

һуҗум қилғучиларни издәш вә тутуш үчүн районда һәрикәт башланди.

оттура африқа җумһурийитидә, үч күн илгириму нана-мамбере райониға қарашлиқ гбембо йезисиға йеқин кан райониға «өзгириш үчүн вәтәнпәрвәрләр иттипақи» намлиқ қозғилаңчи гуруппа әзалири һуҗум қилип, үч хитай пуқраси кан ишчисини гөрүгә тутуп кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر