полшадики украина мусапирлириниң сани 10 милйон 500 миңдин ешип кәтти

20-мартқичә, украинадин полшаға киргән мусапирларниң сани 10 милйон 500 миңдин ешип кәтти.

1962331
полшадики украина мусапирлириниң сани 10 милйон 500 миңдин ешип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: полша чегра муһапизәтчилириниң  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатида билдүрүлүшичә, украина-русийә уруши башланған (2022-йили 24 – феврал) дин буйан украина мусапирлири полшаға түркүм – түркүмләп киришкә башлиған.

полшаға пәқәт түнүгүнла (19-март) украинадин 23 миң 900 киши киргән болуп, украина-русийә уруши башланғандин буйан украинадин полшаға киргән мусапирларниң сани 10 милйон 500 миңдин ешип кәткән.

полшадин айрилған украиналиқларниң омумий сани болса 8 милйон 600 миңға йәткән.

полшада елип берилған рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, бу дөләттики% 81 киши русийә-украина уруши сәвәбидин полшаға кәлгән мусапирларни қоллаш керәк дәп қарайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر