камеронда боко һарамниң һуҗумида алтә адәм қаза қилди
камеронниң йирақ шималий районида террорлуқ тәшкилати боко һарамниң һуҗумида алтә пуқра һайатидин айрилди.

түркийә авази радийоси хәвири: камерон таратқулириниң хәвиригә қариғанда, террорлуқ тәшкилати боко һарам әзалири йирақ шималий райондики дҗибрилли йезисиға һуҗум қилған.
һуҗум нәтиҗисидә алтә пуқра һайатидин айрилған, көп санда киши йариланған.
игилинишичә, нигерийәдә 2000 -йилларниң башлиридин буйан террорлуқ паалийәтлирини елип бериватқан боко һарамниң 2009-йилидин буйанқи зораванлиқ вәқәлиридә 20 миңдин артуқ адәм һайатидин айрилған.
боко һарам 2015-йилдин буйан нигерийәниң чегра районлиридики қошнилири болған камерон, чад вә нигер қатарлиқ дөләтләргә пат – пат һуҗум қилмақта икән.
хәлқара киризис тәшкилатиниң билдүрүшичә, боко һарамниң 2014- йилидин буйанқи йирақ шималий районға қилған һуҗумлирида 3000 гә йеқин адәм қаза қилған, 250 миңға йеқин киши башқа җайларға көчүп кетишкә мәҗбур болған.