талибан афғанистан миқйасида әпйундин кейин, кәндир теришниму чәклиди

2021 - йили авғустта афғанистан һакимийитини алқиниға алған талибан, мәмликәт миқйасида көкнардин кейин кәндир теришниму чәклиди.

1961760
талибан афғанистан миқйасида әпйундин кейин, кәндир теришниму чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан рәһбири молла һибәтуллаһ ахунзадә бу һәқтә қарарнамә елан қилди. қарарнамиға асасән афғанистанниң һәр қайси җайлирида кәндир териш вә содисини қилиш чәкләнди, чәкләшкә хилаплиқ қилғанла җазалинидиған вә  зираәтлири йоқутилидиған болди. чәкләш буйруқиниң назарәт қилиниши вә иҗра қилинишини талибан вақитлиқ һөкүмити ички ишлар министирлиқи билән мунасивәтлик органлар өз үстигә алди.

көкнардин кейин, кәндир мәмликәт миқйасида афғанистан деһқанлири әң йақтуридиған зираәтләрниң бири сүпитидә алдинқа орунда тумақта.  бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатиға асасланғанда, 2010 - йили афғанистан дунйа бойичә әң көп нәшә ишләпчиқарғучи дөләт болған иди.

өткән йили апрелдиму талибан рәһбири молла һибәтуллаһ  ахунзадәниң қарари билән мәмликәт миқйасида көкнар териш, испирт, хироин, зәһәрлик чекимлик ​​вә нәшә қатарлиқ маддиларни ишлитиш, ишләпчиқириш вә содисини қилиш чәкләнгән болуп, хилаплиқ қилған һәр қандақ кишиниң җазаға тартилидиғанлиқи уқтурулған иди. әмма бу чәклимигә қаримастин афғанистанда көкнар йетиштүрүш нисбити ашқан иди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати зәһәрлик чекимлик ​​вә җинайи ишлар ишханиси (UODC) тәрипидин 2022 - йили нойабирда елан қилинған доклатқа асасланғанда, талибан һакимийәт бешиға чиққандин кейин, 2022 - йили көкнар йетиштүрүш нисбити алдинқи йилға селиштурғанда %32 ешип, йәршари әпйун билән тәминләш нисбитиниң %80 ни тәшкил қилған.

афғанистанда нөвәттики иқтисадий кризис вә қурғақчилиқ шундақла деһқанчилиқ мәһсулатлириниң пайдиси азлап кәткәнлики сәвәбидин етиз игилири суни аз тәләп қилидиған көкнар вә кәндир тиришқа бәкрәк йүзләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر