америка п к к / й п г террорчилириға тик учар һәйдәшни мәшиқ қилдуруватамду?

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси биригада командири генерал патрик райдер, анадолу агенитлиқи мухбириниң «америка п к к / й п г террорчилириға тик учар һәйдәшни мәшиқ қилдуруватамду?» дегән соалға җаваб бәрди.

1961344
америка п к к / й п г террорчилириға тик учар һәйдәшни мәшиқ қилдуруватамду?

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси биригада командири генерал патрик райдер америка армийәсиниң сүрийәдә SDG дегән намни ишлитип паалийәт елип бериватқан п к к / й п г террорлуқ тәшкилати әзалириға тик учарларни ишлитишни мәшиқ қилдуруп – қилдурмиғанлиқи тоғрисидики соалға «билишимчә, йақ (йәни ундақ иш йоқ)» дәп җаваб бәрди.

ирақниң шималида п к к террорчилири олтурған бир тик учар айропилан чүшүп кәткәндин кейин, тик учарниң террорлуқ тәшкилатиниң қолиға қандақ чүшкәнликигә мунасивәтлик мәсилә қизиқ нуқтиға айланған. алақидар тәрәпләрниң диққити тәшкилатниң сүрийәдики қанитини мәшиқ қилдуруш билән биргә қорал – йарағлар билән тәминләватқан америка қошма иштатлириға мәркәзләшкәниди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси патрик райдер анадолу агентлиқи мухбириниң ирақта п к к террорчилири олтурған бир тик учарниң чүшүп кәткәнликини әскәрткән һалда: «силәр сүрийәдики SDG ға тик учар һәйдәшни мәшиқ қилдуруватамсиләр?» дегән соалиға җаваб берип: «билишимчә, йақ» дәп җаваб бәрди.

ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмити қармиқидики террорлуққа қарши туруш қисимлири фейсбуктики рәсмий адреисда түнүгүн (15-март) духокниң чәманкә наһийәсидә чүшүп кәткән тик учар тоғрисида байанат елан қилип: «бихәтәрлик қисимлири тик учарға мунасивәтлик тәкшүрүшлирини башлиди. дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗиси тик учарниң Eurocopter AS350 типлиқ айропилан икәнликини, қаза қилғанларниң бәзилириниң п к к террорчилири икәнликини көрситип бәрди. тик учарниң кимгә тәвә икәнликини ениқлаш йолидики тәпсилий тәкшүрүшләр давамлашмақта» дегәнләрни қәйт қилғаниди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн байанат елан қилип, бир қисим иҗтимаий таратқу супилирида тарқалған «ирақниң шималида түркийә армийәсиниң бир тик учари чүшүп кәтти» дегән учурларниң өсәк сөзләрдин ибарәт икәнликини, униң реаллиқ билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқини елан қилғаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر