пакистан сақчилири билән имранханниң қоллиғучилири оттурисида тоқунуш чиқти

пакистанда сабиқ баш министир имранханниң қоллиғучилири билән сақчилар оттурисида түнүгүн (14-март) башланған тоқунушлар, бүгүнму (25-март) давамлашти.

1960283
пакистан сақчилири билән имранханниң қоллиғучилири оттурисида тоқунуш чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: өзи әйибләнгән сотқа қатнашмаслиқ сәвәбидин тутуш буйруқи чиқирилған сабиқ баш министир имранханниң, сақчилар тәрипидин тутулушиға қарши дөләт миқйасида башланған намайишлар кечә бойичә давамлашти.

лаһорда йүз бәргән намайишчилар билән сақчилар оттурисидики тоқунушларда, 33 сақчи йариланди, нурғун намайишчилар тутулди.

пакистан адаләт һәрикити партийәсиниң рәһбири имранхан твиттерда байанат елан қилип, һөкүмәтниң һәқиқий мәқситиниң өзини тутуп өлтүрүш икәнликини илгири сүрди.

пәнҗап сақчи идарисиниң башлиқи осман анвар имранханниң қоллиғучилирини агаһландуруп, зораванлиқлар давамлашқан әһвалда қаттиқ тәдбирләрни йолға қойидиғанлиқлирини билдүрди.

пакистан пирезиденти ариф алви имранханниң бихәтәрликидин әнсирәватқанлиқини ейтти.

пакистан таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, исламабад районлуқ сот мәһкимиси имранхан үстидин баш министир болған мәзгилдә, чәт әл дөләт рәһбәрлиридин алған һәдийәләрни сетиш, өткән йили (2022) авғустта бир айал сотчиға тәһдит селиш қатарлиқ әйибләшләр билән сот ачқан. һәр икки қетимлиқ сотта, сотлашқа қатнашмиған имранхан үстидин айрим-айрим тутуш қарари берилгән.  

28-феврал (2023) му имранхан үстидин чәт дөләт рәһбәрлиридин алған һәдийәләрни сетиш билән әйиблинип ечилған сотта, тутуш қарари чиққан иди. сақчилар 5-март имранханни қолға елиш үчүн барғанда, униң өйидә йоқ икәнлики елан қилинған иди.

имранхан айал сотчиға тәһдит селиш билән әйиблинип үстидин чиқирилған тутуш қарариға қарши, сотқа әрз сунған. сот мәһкимиси имранханниң тутуш буйруқини 16-мартқичә тохтитип қойған иди.

белучистан  иштатиниң кувәйта шәһиридики сот мәһкимисиму 9-март дөләт органлири вә мәмурлирини әйибләш, җәмийәт тәртипини бузушқа урунуш җинайити билән, имранхан үстидин тутуш буйруқи чиқарған. бу қарар имранханниң әрз қилиши билән йуқири сот тәрипидин икки һәптә кечиктүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر