литванийә «вагнер» ни «террорлуқ тәшкилати» дәп қобул қилди

литванийә парламенти украинада паалийәт қиливатқан русийәниң йалланма бихәтәрлик ширкити «вагнер» ни «террорлуқ тәшкилати» дәп қобул қилиш қарарини елан қилди.

1960328
литванийә «вагнер» ни «террорлуқ тәшкилати» дәп қобул қилди

түркийә авази радйоси хәвири: литванийә парламентиниң «вагнер» тоғрисидики қарарида, «вагнер» ниң украинада, «террорлуққа баравәр» дәп қарилидиған һәрикәтләрдә болғанлиқи оттуриға қойулуп, таҗавузчи (русийә) билән биллә һәрбий һәрикәтләргә актиплиқ билән қатнашқанлиқи билдүрүлди.

қарарда, русийә пирезиденти владимир путинға йеқинлиқи билән тонулған карханичи йевгенний пригоҗин тәрипидин қурулған вә йавропа иттипақи билән америка ембарго тизимликигә киргүзгән хусусий һәрбий ширкәт «вагнер» үчүн «русийәниң көләңгә һәрбий күчи» дегән сөз ишлитилди.

қарарда йәнә «терорлуқ тәшкилати» дәп бекитилгән бу ширкәт гуруписиниң оттура африқа җумһурийити, судан вә мали қатарлиқ дөләтләрдиму паалийәт қиливатқанлиқи, америка малийә министирлиқи тәрипидин «дөләт һалқиған җинайәт тәшкилати» дәп бекитилгәнлики оттуриға қойулди.

башқа дөләтләрму «вагнер» ни «террорлуқ тәшкилати» дәп етирап қилишқа чақириқ қилинди.

вагнерниң қурғучиси пригоҗин телеграмма адресида бу қарарға җаваб берип: «литванийә бир микро дөләт, литванийә парламент әзалириниң көз қарашлири һәтта қошна дөләтләрдин латвийә вә естонийә аһалилиригиму тәсир көрситәлмәйду» деди.

пригоҗин бу қарарниң мақуллинишиниң «вагнер» ниң хизмитигә һечқандақ тәсир көрсәтмәйдиғанлиқи ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر