имранхан үстидин тутуш буйруқи чиқирилди

пакистанниң сабиқ баш министири имранхан үстидин тутуш буйруқи чиқирилди.

1959113
имранхан үстидин тутуш буйруқи чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң сабиқ баш министири имранхан үстидин тутуш буйруқи чиқирилди. у икки делониң сотиға қатнашмиған иди.

пакистан таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, исламабад районлуқ сот мәһкимиси имранхан үстидин баш министир болған мәзгилдә, чәт әл дөләт рәһбәрлиридин алған һәдийәләрни сетиш, өткән йили (2022) бир айал сотчиға тәһдит селиш қатарлиқ әйибләшләр билән сот ачқан. һәр икки қетимлиқ сотта, сотлашқа қатнашмиған имранхан үстидин айрим-айрим тутуш қарари берилгән.

сот мәһкимисиниң қараридин кейин, исламабад сақчи идарисиниң сақчилири имранханни қолға елиш үчүн тик учар билән лаһорға барған.

әмма, сабиқ баш министир имранханниң 30-апрел (2023) пәнҗап иштатида өткүзүлидиған сайлам үчүн бүгүн (13-март) өткүзүлидиған йиғилиш мунасивити билән лаһордики өйидин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

28-феврал (2023) му имранхан үстидин чәт дөләт рәһбәрлиридин алған һәдийәләрни сетиш билән әйиблинип ечилған сотта, тутуш қарари чиққан иди. сақчилар 5-март имранханни қолға елиш үчүн барғанда, униң өйидә йоқ икәнлики елан қилинған иди.

пакистан парламентида 2022-йили 10-апрел ташланған ишәнч авазида, 174 авазниң рәт қилиши билән имранхан һөкүмити тарқалған иди.

илгири үч нөвәт баш министирлиқ вәзиписини өтигән наваз шәрифниң иниси шаһбаз шәриф 11-апрел (2022) парламенттики аваз бериштә 174 авазға еришип, баш министир болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر