германийәдә бир черкавға қораллиқ һуҗумға учриди

германийәниң һамбург шәһиридики бир черкавға қилинған қораллиқ һуҗумда 7 адәм қаза қилди.

1957632
германийәдә бир черкавға қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә таратқулириниң хәвиригә қариғанда, һамбург шәһириниң кастборг районидики йәһова гуваһчилириға аит бир черкав қораллиқ һуҗумға учриған, һуҗумда зораван билән бирликтә 7 адәм қаза қилған, көп санда киши йариланған.

дөләт хәвпсизлик даирилири бу һуҗумни «ғәзәп – нәпрәт сәвәб болған» һуҗум дәп қариған.

сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, һуҗумдин кейин алаһидә сақчи әтрити 3 қәвәтлик черкав бинасиға киргәндин кейин оқ авази аңланған вә бу һуҗумни елип барған киши өлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر