нетанйаһуниң тәрҗимани италийә зийарити җәрйанида тәрҗиманлиқ қилишни рәт қилди

италийә зийарити җәрйанида исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуға тәрҗиманлиқ қилиши тәләп қилинған исраилийәлик тәрҗиман олга далийә падуа тәрҗиманлиқ қилишни рәт қилди.

1957137
нетанйаһуниң тәрҗимани италийә зийарити җәрйанида тәрҗиманлиқ қилишни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: падуа иҗтимаий алақә һесабида елан қилған байанатида, «нитанийаһуниң италийә зийарити җәрйанида  мәндин тәрҗиман болушум тәләп қилинди. узун ойланғандин кейин бу тәләпни рәт қилишни қарар қилдим» деди.

падуа нетанйаһуниң ахбарат ишханисиға қаратқан байанатида: «нетанйаһуниң сийасий қарашлирини қоллимиғинимға охшаш, униң рәһбәрликиниму исраилийә дөлитидики демократийәгә нисбәтән әң хәтәрлик рәһбәрлик дәп қараймән» деди.

 нетанйаһу бу ишқа қарита һечқандақ байанат елан қилмиди.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң рәсмий зийарәт даирисидә пәйшәнбә күни италийәгә берип, һәптә ахирини италийәдә өткүзүши пиланланған иди.

исраилийә әдлийә министири йарив левин 5-йанварда алий сотниң һоқуқини чәкләйдиған вә әдлийә органлириниң сотчиларниң  сайтлинишиға болған тәсирини азайтидиған бир қанун тәклипи пиланлаватқанлиқини елан қилған иди.

нитанийаһуниң баш министирлиқи астидики бирләшмә һөкүмәтниң әдлийә органлириниң бир қисим һәқ - һоқуқлирини парламентқа өткүзүп беришигә даир ташлиған қәдәмлири һөкүмәт билән исраилийә әдлийә механизми, болупму алий сот оттурисида җиддийлик пәйда қилған иди.

нитанийаһу һөкүмитиниң әдлийә низами вә оң қанат сийаситигә қарши 9 һәптидин бери һәр шәнбә күни кәң көләмлик намайиш өткүзүлмәктә.

дөләт миқйасида пәйшәнбә күнидә йолларни тақаш вә пойиз мулазимитини тохтитиш қатарлиқ күндилик турмушни ақситидиған «аммиви  итаәтсизлик һәрикити» чақириқлири елан қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر