һиндистан билән фирансийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

һиндистан билән фирансийә армийәлириниң «FRINJEX-23» намлиқ тунҗи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневири түнүгүн (7-март) башланди.

1956587
һиндистан билән фирансийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан армийәсиниң җәнуб қоманданлиқ иштабиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди: «һиндистан армийәси билән фирансийә армийәсиниң <FRINJEX-23> намлиқ тунҗи бирләшмә һәрбий маневири тируванатхапурам шәһиридә башланди. бу маневирниң нишани икки дөләт армийәлири оттурисидики ортақ паалийәтни қойуқлаштуруш вә қабилийәтни күчәйтиштур.»

һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи 6 – март күни елан қилған байанатида, түнүгүн башланған икки күнлүк маневирниң кәррала өлкисиниң пайтәхти тируванатхапура шәһиригә җайлашқан пангоде һәрбий базисида өткүзүлидиғанлиқини уқтурғаниди.

байанатта, һиндистан армийәси билән фирансийә армийәсиниң тунҗи қетим бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқи әскәртилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر