ғәрбий австиралийә сақчилири 2.4 тонна кокайинни қолға чүшүрди

ғәрбий австиралийә сақчилири базар қиммити 700 милйон долларлиқ 2.4 тонна кокайинни қолға чүшүрди.

1955248
ғәрбий австиралийә сақчилири 2.4 тонна кокайинни қолға чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийә сақчилири дөләт тарихидики әң чоң зәһәрлик чекимликкә қарши һәрикәт елип берилғанлиқини елан қилди.

ғәрбий австралийә сақчилири тәрипидин елан қилинған байанатта, қолға чүшүрүлгән кокайинниң мексика қара гуруһлириға тәвә икәнлики билдүрүлди.

байанатта, «хәлқаралиқ мәхпий һәрикәт арқилиқ 700 милйон доллар қиммитидики 2.4 тонна кокайинниң австиралийәгә кириши тосуп қелинди. бу һәрикәт нәтиҗисидә мексикалиқ зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилири гуруһиға тәвә 700 милйон доллар қиммитидики 2.4 тонна кокайин қолға чүшүрүлди вә 12 киши қолға елинди» дейилди.

сақчи даирилири бу һәрикәтниң дөләт тарихидики әң чоң зәһәрлик чекимликкә қарши һәрикәт болғанлиқини елан қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر