әрәб бирләшмә хәлипиликидә «чөл байриқи 2023» намлиқ һава армийә маневири башланди

әрәб бирләшмә хәлипилики, сәуди әрәбистан, асийа вә йавропа дөләтлири қатнашқан әрәб бирләшмә хәлипиликидики«чөл байриқи 2023» намлиқ һава армийә маневири башланди.

1954937
әрәб бирләшмә хәлипиликидә «чөл байриқи 2023» намлиқ һава армийә маневири башланди
col bayragi tatbikati.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер һесабида, маневирниң сәуди әрәбистан һава армийәси вә дост дөләтләрниң қатнишиши билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң зуфра һава армийә базисида башланғанлиқи елан қилинди.

әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер һесабида, маневирниң қатнашқучи дөләт қисимлири оттурисидики уруш тәййарлиқ қабилийитини йахшилаш вә һәрбий тәҗрибә алмаштурушни мәқсәт қилидиғанлиқи уқтурулди.

әрәб бирләшмә хәлипилики, сәуди әрәбистан, америка, испанийә, һиндистан вә фирансийә қисимлири қатнашқан маневирниң 17 - мартқичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر