талибан йавропа дөләтлиридин афғанистандики әлчиханилирини ечишини тәләп қилди

талибан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин ташқи ишлар министири әмирхан муттәқи йавропа әллириниң афғанистандики әлчиханисини қайтидин ечишини тәләп қилди.

1954333
талибан йавропа дөләтлиридин афғанистандики әлчиханилирини ечишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: муттәқи афғанистанниң җәнубидики қәндәһар вилайитидә йавропа иттипақиниң афғанистан алаһидә вәкили томас никлассон вә униң һәмраһлиқидики һәйәт билән көрүшти.

талибан вақитлиқ һөкүмитиниң ташқи ишлар министирлиқи байанатчисиниң йардәмчиси һафиз зийа әһмәд аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә байанат елан  қилди.

әһмәдниң билдүрүшичә, учришишта, талибан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин ташқи ишлар министири әмирхан муттәқи  афғанистан - йавропа иттипақи әллири оттурисидики дипломатик мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш йолида тегишлик қәдәмләрниң ташлиниши вә йавропа иттипақи әллирини кабулдики әлчиханилирини қайта ечишқа тәшвиқ қилишниң зөрүрлүкини ейтқан. шундақла йавропа иттипақиниң афғанистанға қилған инсанпәрвәрлик йардәмлири сәвәбидин миннәтдар икәнликлирини билдүргән.

йавропа иттипақиниң афғанистан алаһидә вәкили томас никлассон болса, афғанистанда талибанниң һакимийәт бешиға чиқишидин кейин бихәтәрликниң капаләткә игә қилинғанлиқини, чирикликкә қарши күрәштә муһим қәдәмләрниң ташланғанлиқини тәкитлигән.

у йәнә афғанистанға давамлиқ инсанпәрвәрлик йардәм беридиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилған.

йавропа иттипақи дөләтлири талибанниң 2021- йили 8- айниң 15- күни афғанистанда һакимийәт бешиға чиқишидин кейин, афғанистандики әлчиханилирини тақиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر